түркийә, роменийә вә булғарийә деңиз миналириға қарши бирликтә күрәш қилиду

түркийә, руминийә вә булғарийә қара деңиздики деңиз миналириға қарши бирликтә күрәш қилиду.

2049806
түркийә, роменийә вә булғарийә деңиз миналириға қарши бирликтә күрәш қилиду
shapps-guler.jpg
guler-umerov.jpg
karadeniz mayin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири йашар гүләр шималий атлантик әһди тәшкилати — нато мудапиә министирлири йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато баш иштабида, булғарийә дөләт мудапиә министири тодор тагареф вә руминийә муавин дөләт мудапиә министири симона коҗокару билән көрүшти.

йиғинда, қара деңиздики деңиз миналириға қарши ортақ күрәш қилиш үчүн, «үч тәрәп механизми» бәрпа қилиш қарар қилинди.

йашар гуләр бирйусселдики учришишлири даирисидә, украина дөләт мудапиә министири рустәм өмәров вә әнглийә дөләт мудапиә вәзири грант шаппс қатарлиқлар биләнму айрим – айрим көрүшти.

министир гүләр өмәров билән өткүзгән учришишида, нато - украина мунасивити вә районға алақидар өзгиришләр тоғрисида пикир алмаштурди. шаппс билән икки тәрәплик, районлуқ мудапиә вә бихәтәрлик һәмдә мудапиә санаити саһәси һәмкарлиқи тоғрисида сөзләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر