түркийә афғанистандики йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә афғанистанниң һерат вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

2047971
түркийә афғанистандики йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә авази радйоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи афғанистанға тәзийә билдүрди.

бу һәқтики байанатта, түнүгүн _7-өктәбир) һерат вилайитидә йүз бәргән 6.3 бал йәр тәврәштә 200 дин артуқ кишиниң қаза қилғанлиқи вә 1000 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқиға даир хәвәрләрни қайғу ичидә тапшурувалғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «дост вә қериндаш афғанистан хәлқигә тәзийә билдүримиз, җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз» дейилди.

түркийәниң һәр даимқиға охшаш афғанистанлиқ қериндашлириниң йарисиға мәлһәм болуш үчүн һәр түрлүк йардәмләргә тәййар икәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر