әнқәрә «түркийә дохтурхана бомбардиман қилди» сәпсәтисини рәт қилди

«түркийә уруш айропиланлири сүрийәниң дәрик районидики бир дохтурханини бомбардиман қилди» дегән сәпсәтәниң тоғра әмәслики билдүрүлди.

2047534
әнқәрә «түркийә дохтурхана бомбардиман қилди» сәпсәтисини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси қармиқидики йалған тәшвиқатқа тақабил туруш мәркизи түркийә армийәсиниң сүрийәниң шималидики һавадин зәрбә бериш һәрикитигә мунасивәтлик йалған хәвәрләр тоғрисида байанат елан қилди.

түркийә армийәсиниң п к к / й п г террорлуқ тәшкилати террорчилириға қарши елип барған һавадин зәрбә бериш һәрикәтлири җәрйанида,  бигунаһ пуқралар, дост күчләр, тарихий, мәдәнийәт байлиқлири вә муһитқа зийан йетип қелишниң алдини елишқа мунасивәтлик һәр түрлүк тәдбирләрниң йолға қойулғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «битчит қилип ташланған террор лагерлири <дохтурхана вә аһалиләр райони> дәп бурмилап тарқитилип, йалған тәшвиқат елип берилмақта. террорлуқ тәшкилатлириниң бурмилашлириға ишәнмәңлар. п к к / й п г террорлуқ тәшкилати тәшвиқатини қилидиған адреслар тәрипидин тарқитилған <түркийә уруш айропиланлири сүрийәниң дәрик наһийәсидә дохтурхана бомбардиман қилди> дегән сәпсәтә тоғра әмәс» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر