әнқәрәдики һуҗумни садир қилған иккинчи террорчиниңму кимлики ениқланди

пайтәхт әнқәрәдики ички ишлар министирлиқи бинаси алдида бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси пәйда қилған террорчиларниң иккинчисниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / к җ к әзаси өзкан шаһин икәнлики ениқланди.

2045883
әнқәрәдики һуҗумни садир қилған иккинчи террорчиниңму кимлики ениқланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, 1 – өктәбир (2023) йәкшәнбә күни икки террорчи тәрипидин  министирлиқ бинаси алдида садир қилинған хаинларчә һуҗумниң қәһриман сақчиларниң дәрһал зәрбә бериши нәтиҗисидә алдиниң елинип, террорчиларниң бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртип өтүлди.

буниңдин илгирики тәкшүрүшләр вә DNA анализи нәтиҗисидә, террорчилардин бириниң п к к / к җ к террорлуқ тәшкилати әзаси «канивар әрдал»  йалған исимлик һасан оғуз икәнликиниң ениқланғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, һуҗумни садир қилған иккинчи террорчиниң п к к / к җ к әзаси өзкан шаһин икәнликиниң җәзмләштүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта: «бихәтәрлик қисимлиримизниң тәкшүрүшлири давамлашмақта. террорлуққа қарши туруш күришимиз ахирқи террорчи йоқитилғичә қәтийлик билән давам қилиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر