әрдоған ғәрб әллириниң п к к террорчилириға тутуватқан позитсийәсини тәнқид қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған миңлиған пәрзәнти терроризмниң қурбаниға айланған бир хәлқ болуш сүпити билән, түрк хәлқиниң қоли қан тәлвиләргә көрситилгән кәң қорсақларчә позитсийәни чүшинәлмәйватқанлиқини ейтти.

2045741
әрдоған ғәрб әллириниң п к к террорчилириға тутуватқан позитсийәсини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған йуқири сот мәһкимисидә өткүзүлгән мурасимдики сөзи җәрйанида, һәптә ахирида пайтәхт әнқәрәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к тәрипидин садир қилинған террорлуқ һуҗуми тоғрисида тохтилип, ғәрб әллирини әйиблиди.

түркийәниң һәр җәһәттин рәһимсиз вә һуҗумчи бир террорлуқ тәшкилатиға дуч кәлгәнликини билдүргән әрдоған: «әгәр террорчилар йоқитилмиған болса иди, чәт әлгә қечип чиқип, сийасий мусапирға айланған болатти. биз достлиримизниң әйибләш билән бирликтә, конкрет қәдәмләрни ташлиғанлиқини көрүшни халаймиз. шу нуқта ениқ болуши керәкки, бизгә тәсәлли беридиған, террорлуққа ләнәт оқуйдиған байанатлар бизниң җараһәтлиримизгә мәлһәм болалмайду» деди.

әрдоған ғәрб әллириниң шунчә көп дәлил-испатларға қаримай, террорчиларниң каттибашлириға қарита һечқандақ конкерт қәдәм ташланмиғанлиқини чүшәндүрүп берәлмигәнликлирини байан қилип: «миңлиған пәрзәнти терроризмниң қурбаниға айланған бир хәлқ болуш сүпити билән, қоли қан тәлвиләргә көрситилгән бу кәң қорсақларчә позитсийәни һәқиқәтән чүшинәлмәйватимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر