түркийә мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишлирини әйиблиди

түркийә қуддустики һәрәм шәрифни өз ичигә алған муқәддәс җайларниң муқәддәслики вә тарихий салаһийитигә зийан йәткүзгән һуҗумларни пүтүнләй қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

2045304
түркийә мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишлирини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишлири тоғрисида йазма байанат елан қилди.

түркийәниң йеқиндин буйан әвҗ елишқа йүзләнгән мәсҗиди әқсаниң муқәддәсликигә дәхли- тәруз қилиш қилмишлиридин чоңқур әндишә қиливатқанлиқи тәкитләнгән байанатта: «қуддустики һәрәм шәрифни өз ичигә алған муқәддәс җайларниң муқәддәслики вә тарихий салаһийитигә зийан йәткүзгән һуҗумларни пүтүнләй қобул қилғили болмайду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә: «биз исраилийә һөкүмитигә қаратқан саһәдики җиддийчиликни күчәйтиветидиған һәр қандақ иғвагәрчилик һәрикәтлиридин йирақ туруш тоғрисидики чақириқимизни вә бу йөнилиштики зөрүр қәдәмләрниң әстайидил шундақла тез сүрәттә ташлинишини күчлүк үмид қилидиғанлиқимизни қайта тәкитләймиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر