җамаәт хәвпсизлики баш идариси һуҗумға учриди

түркийә җумһурийитиниң пайтәхти әнқәрәдики җамаәт хәвпсизлики баш идариси һуҗумға учриди.

2044572
җамаәт хәвпсизлики баш идариси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрлиқайа бу һәқтә елан қилған байанатида, пайтәхт әнқәрәдики җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң дәрвазиси алдиға йеник сода аптомобили билән кәлгән икки террорчиниң бомба һуҗуми елип барғанлиқини, вәқә җәрйанида икки сақчиниң йеник йариланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «икки террорчидин бири өзини партлатти, йәнә бири  уҗуқтурулди.»

игилинишичә, әнқәрә баш тәптиш мәһкимиси вәқәни тәкшүрүшкә башлиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر