түркийә ираққа тәзийә билдүрди

түркийә ирақниң мосулдики бир той - мәрикә залида йүз бәргән от апитидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

2042964
түркийә ираққа тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң түнүгүн кәчтә ирақниң мосул вилайитиниң һәмданийә наһийәсидә бир той – мәрикә залида от апити йүз берип, 100 дин артуқ адәмниң һайатидин айрилғанлиқи, тәхминән 500 кишиниң йариланғанлиқидин  толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: « бу ечинишлиқ вәқә сәвәбидин һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүримиз, уларниң уруқ - туғқанлиридин һал сораймиз вә йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر