қуртулмуш бәхтийар сәидовни қобул қилди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш өзбекистан ташқи ишлар министири бәхтийар сәидов вә униң һәмраһлиқидки вәкилләр өмикини қобул қилди.

2042830
қуртулмуш бәхтийар сәидовни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекситан ташқи ишлар министири бәхтийар сәидов вә һәмраһлиқидики һәйәтни пайтәхт әнқәрәдики түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә күтүвалғанлиқидин хушал болғанлиқини билдүргән қуртулмуш, дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқниң муһимлиқини әскәртип: «биз бу йәрдә орнитидиған һәмкарлиқ вә күч, әмәлийәттә бизни һәм асийа дөләтлири һәм йавропа дөләтлири нуқтисидин муһим пурсәтләр билән тәминләйду. биз бирликтә иқтисадий, сода, сийасий, мәдәнийәт, маарип қатарлиқ барлиқ саһәләрдә ортақ түрләрни йолға қойуп, ортақ нишанға қарап йүрүш қилишимиз керәк. қолимизда мушундақ көп пурсәт вә бирикмилиримизни йеқинлаштуридиған мәдәнийәт земини болғаникән, буниңдин пайдилиниш бизниң мәҗбурийитимиз» деди.

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи қуртулмуш сөзини давамлаштуруп: «икки дөләт мунасивити йеқинқи мәзгилдә мукәммәл дейишкә болидиған сәвийәгә йәтти. биз өзбекистанниң күчийиши вә қудрәт тепишини түркийәниң күчийиши дәп қараймиз. өзбекистандики қериндашлиримизниңму түркийәниң тәрәққий қилишиға мушундақ қарайдиғанлиқини билимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

өзбекистан ташқи ишлар министири бәхтийар сәидов түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи қуртулмуш билән көрүшкәнликидин хушал болғанлиқини билдүрүп, өзлириниң түркийәниң өзбекистанниң мустәқиллиқини етирап қилған тунҗи дөләт икәнликини һәр вақит әсләйдиғанлқини вә буни һәргиз унтуп қалмайдиғанлиқини тилға елип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر