фидан нйу йоркта дипломатик учришишларни елип барди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә дипломатик учришишларни елип барди.

2040799
фидан нйу йоркта дипломатик учришишларни елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррел билән көрүшти.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррел аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған байанатида, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә чақирилған 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидә бир йәргә җәм болғанлиқлирини, учришишта, йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлиридә ташлинишқа тегишлик қәдәмләр, һәмдә қарабағ киризиси һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини қәйт қилди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилинған байанатида, ташқи ишлар министири хақан фиданниң нйу йоркта чақирилған «келәр қетимлиқ ташқи ишлар министирлири йиғиниға тәйййарлиқ йиғини» да йиғин иштиракчилириға хитаб қилғанлиқи әскәртип мундақ дейилди: «министир фидан хитабида дунйани башқуруш түзүми мәсилисидә ислаһат елип бериш, көп тәрәплик башқуруш түзүлмисини күчәйтиш, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ислаһат мәсилисидә ташлинишқа тегишлик қәдәмләрниң муһимлиқини тәкитлиди, бу һәқтики әһдилиримизни  йәнә бир қетим тәкрарлиди.»

буниңдин башқа йәнә, хақан фидан нйу йоркта ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң министирлар дәриҗилик йиллиқ маслаштуруш йиғиниға қатнашти.

ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға қариғанда, фидан латвийә ташқи ишлар министири артурс каринс, беларусийә ташқи ишлар министири сергей алейник вә бәһрәйин ташқи ишлар министири абдуллатиф бин рашид әз зәййани биләнму көрүшкән.

фидан йәнә түрк өйидә панама ташқи ишлар министири җанина теваний менкомо биләнму бир йәргә җәм болған.

учришиштин кейин, икки дөләт оттурисида «сийасий мәслиһәт механизми орнитиш тоғрисида чүшиниш әсләтмиси» имзаланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر