әрдоған америкадики сода - санаәтчиләр билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң хәлқаралиқ мәбләғ салғучилар үчүн даимий бихәтәр порт икәнликини тәкитлиди.

2040226
әрдоған америкадики сода - санаәтчиләр билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлиридики зийарәт пирограммисиниң ахирқи бекитидә сода - санаәтчиләр билән бир йәргә җәм болди.

әрдоған түркийәниң оттура мәзгиллик иқтисадий пирограммисиниң муһимлиқини, иқтисадий ислаһатниң қәтий двамлишидиғанлиқини байан қилди.

җумһур рәис әрдоған түркийә лирасиниң чәт әл пулиға қарши қиммитиниң күчәйгәнликини қәйт қилди, малийәниң муқимлиқиниң муһимлиқини  тәкитлиди, мәбләғ салғучиларни түркийәгә тәклип қилип мундақ деди: «түркийә сийасий муқимлиқи, алий мәлуматлиқ әмгәк күчи, йаш нопуси, кәң даирилик ички базири, районлуқ базарлардики нопузи, истратегийәлик орни, заманиви әшйа обороти ул әслиһәлири билән хәлқаралиқ мәбләғ салғучиларниң бихәтәр панаһгаһи болуп кәлмәктә. райондики дөләтләр билән орнитиватқан қойуқ дийалогниң түрткисидә дөлитимизниң истратегийәлик орни техиму мустәһкәмләнмәктә.»

түркийәниң дипломатийә сийасити тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған әнқәрәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписидики мәҗбурийитини давамлиқ ада қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «алдимизға қойулуватқан тосалғулар вә 60 йилдин буйан биз дуч келиватқан наһәқчиликләргә қаримай, биз йәнила йавропа иттипақиға толуқ әза болуш нишанимизни сақлап келиватимиз.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидики учришишлирини тамамлиғандин кейин, америка қошма иштатлиридин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر