ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әҗәллик зәрбә берилди

ирақниң шималида елип берилған һава һуҗумлири давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға аит 31 нишан  йәр билән йәксан қиливетилди.

2038180
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң шималидики гара райониға җайлашқан нуқтилириға 13 – вә 15 – сентәбир  күнлири елип берилған һава һуҗумлири давамида, ичидә террорчиларниң каттибашлири бар болған ғар, панаһлиниш орни искилатлардин тәшкил тапқан җәмий 31 нишанниң  йәр билән йәксан қиливетилгәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «әзиз хәлқимизниң иллиқ бағрида өсүп йетилгән қәһриман қисимлиримиз илгирикигә охшашла бүгүнму дөлитимиз һәм хәлқимизниң мәвҗудийити, бихәтәрликини қоғдаш йолида изчил күрәш қилмақта. буниңдин кейинму шундақ қилиду, әлвәттә. бу һава һуҗумлири давамида бигунаһ пуқралар, дост хәқләр, тарихий вә мәдәнийәт байлиқлири һәм муһитниң зийанға учримаслиқи үчүн барлиқ тәдбирләр қоллинилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر