түркийә ливийәгә инсанпәрвәрлик йардәм қилди

түркийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи ливийәгә 4000 тонна инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири йардәм қилди.

2037765
түркийә ливийәгә инсанпәрвәрлик йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң рәиси оқай мәмиш кәлкүн апитидә еғир талапәткә учриған ливийәгә түркийә деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиға тәвә  икки һәрбий парахот арқилиқ  550 хадим вә тәхминән 4000 тонна инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири әвәтилгәнликини, үчинчи парахотниңму  йолға чиқидиғанлиқини байан қилди.

түркийә сәһийә министирлиқи қармиқидики дөләтлик җиддий давалаш – қутқузуш әтритиму дәрнә шәһиридә инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлирини давамлаштурмақта.

түркийә сәһийә министирлиқи дөләтлик җиддий давалаш – қутқузуш әтрити арқилиқ апәт райониға дала дохтурханиси, давалаш буйумлири,теббий  үскүниләр вә дориларни әвәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر