әнқәрә йавропа парламентиниң 2022 - йиллиқ түркийә доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә йавропа парламентиниң 2022 – йиллиқ түркийә доклатиниң наһәқ әйибләш вә бир тәрәплимә қарашлар билән толғанлиқини билдүрди.

2037348
әнқәрә йавропа парламентиниң 2022 - йиллиқ түркийә доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, йавропа парламентиниң тәвсийә қарари маһийитидики 2022 – йиллиқ түркийә доклатиниң 13- сентәбир йавропа парламенти омумий йиғинида қобул қилинғанлиқини әскәртти.

доклатниң йавропа парламентиға әза дөләтләрниң күндилик авамчил сийасәтлириниң қули болуп қалғанлиқи, һәм йавропа иттипақи һәмдә районға қарита тоғра истратегийәлик позитсийәни намайан қилиштин қанчилик узақ икәнликини көрситип бәргәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «бу доклат түркийәгә қарши қатламларниң йалған учурлирини тайанч қилған наһәқ әйибләш вә бир тәрәплимә қарашлар билән толған болуп, йавропа парламентиниң мәйли дөлитимиз билән болған мунасивити, мәйли йавропа иттипақиниң кәлгүси тоғрисидики адәттин ташқири тейиз вә йирақни көрәлмәслик позитсийәсиниң намайәндисидур. түркийә – йавропа иттипақи мунасивитиниң җанлиниши үчүн, пурсәт көзники ечиған, қитәмизниң муқимлиқи вә бихәтәрлики нуқтисидин интайин муһим бир пәйттә, йавропа парламентиниң мунаисвәтлиримизниң омуртқиси болған (йавропа иттипақиға) қетилиш сөһбәтлириниң орниға башқичә койларға киришини әқилгә мувапиқ әмәс, дәп қараймиз. буниңдин башқа, йавропа парламенти доклатқа киргәзгән әгә, шәрқий ақ деңиз вә қибрис мәсилилиридиму муәййән тәрәпләрниң бир тәрәплимә қарашлирини әкс әттүридиған, тарихий вә қануний реаллиқтин чәтнигән сәпсәтилириниң бизгә нисбәтән һечқандақ әһмийити йоқ» дегән ибариләргә орун берилди.

таможна иттипақини йеңилаш вә визини әркинләштүрүш дийалогини тездин тамамлашниң түркийә билән йавропа иттипақиниң алдимиздики мәзгилдики билән ортақ нишани икәнликигә ишарәт қилинған байанатта, бу мәсилиләрдә ташлинидиған өзара қәдәмләрниң түркийә- йавропа мунасивитини илгири сүридиғанлиқи вә түркийәниң иттипаққа кириш мусаписини йеңи вә һәрикәтчан басқучқа башлап киридиғанлиқи тәкитләнди.

түркийәниң бихәтәрлик, енергийә, килимат өзгириши, көчмәнләр, содида бурулуш вә иқтисадий қийинчилиқлар қатарлиқ нөвәттики хирислар алдида йавропа иттипақини дунйави күчкә айландуруш йошурун күчигә игә бир дөләт икәнлики оттуриға қойулған байанатта: «бу реаллиқни испатлаш бәзи қатламларниң өткүнчи мәнпәәтлиригә тәслим болмайдиған йирақни көрәр дунйа қариши арқилиқ мумкин болиду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, келәр йили өткүзүлидиған йавропа парламенти сайлимидин кейин қурулидиған йеңи парламентниң тәрәпсиз, ақиланә вә бәрпачи көз қараш билән һәрикәт қилишиниң үмид қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر