әли йәрликайа йеқинқи үч ай ичидә алди елинған терорлуқ һәрикәтлири һәққидә мәлумат бәрди

ички ишлар министири әли йәрликайа йеқинқи үч ай ичидә 258 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини вә 37 бомбилиқ болуп, җәмий 44 терорлуқ һәрикитиниң алди елинғанлиқини билдүрди.

2037099
әли йәрликайа йеқинқи үч ай ичидә алди елинған терорлуқ һәрикәтлири һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрликайа пайтәхт әнқәрәдә бәргән байанатида, йеқинқи 90 күн ичидә, террорлуқ тәшкилатлириға қарши қораллиқ учқучисиз айропилан, қоралсиз учқучисиз айропилан вә тик учарлар билән 15 миң 640 саәт учуш елип берилғанлиқини уқтурди.

әли йәрликайа: «җәмий 43 миң 490 қетим һәрикәт елип бардуқ. бу һәрикәтләрдә 258 терорчи уҗуқтурулди. 40 нәпири тәслим болди, 27 нәпири өлүкһалда қолға чүшти. 187 тирик, 4 нәпири йариланған җәмий 258 террорчи бир тәрәп қилинди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر