түркийә ливийәдики кәлкүндә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә ливийәдә шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә қаза қилғанларға тәзийә билдүрди.

2035985
түркийә ливийәдики кәлкүндә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә авази радйоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, түркийәниң түнүгүндин буйан ливийәгә еғир тәсир көрсәткән, болупму шәрқий деңиз қирғақлирини вәйран қилған, данийал қара борини шундақла у кәлтүрүп чиқарған кәлкүн сәвәбидин нурғун ливийәликләрниң қаза қилғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрди.

байанатта: «биз дост вә қериндаш ливийә хәлқидин шундақла ливийәдин һал сораймиз. һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға  балдуррақ шипалиқ тиләймиз. түркийә һәр вақиттикигә охшаш бу тәбиий апәткә қаршиму  ливийәлик қериндашлириға һәр түрлүк йардәмләрни қилишни давамлаштуриду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر