түркийә кәлкүн апитиниң еғир зәрбисигә учриған ливийәгә йардәм қолини сунди

түркийә шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитиниң еғир зәрбисигә учриған ливийәгә йардәм қолини сунди.

2036084
түркийә кәлкүн апитиниң еғир зәрбисигә учриған ливийәгә йардәм қолини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, асаслиқ турмуш лазимәтликлири бесилған үч йүк айропиланиниң биринчисиниң издәш- қутқузуш әтрәтлири билән бирликтә пайтәхт әнқәрәдин ливийәгә қарап йолға чиққанлиқини уқтурди.

түркийә җумһурийити апәт вә җиддий ишларни бир тәрәп қилиш идариси — афад рәиси окай мәмиш, үч йүк айропиланиниң кәлкүн апити йүз бәргән ливийәгә издәш вә қутқузуш әтрити билән йардәм әшйалирини йөткәйдиғанлиқини, айропиланларниң төт саәт арилиқ қалдуруп йолға чиқидиғанлиқини тилға елип: «биз дост вә қериндаш ливийә хәлқигә түркийәниң, түркийә дөлитиниң вә түрк миллитиниң йардәм қолини сунимиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида ливийәдики кәлкүн апити тоғрисида байанат елан қилип: «түркийә ливийә хәлқиниң йенида. <афад>имизниң маслаштуруши билән, үч айропиланниң бинғазиға қондурулуши пиланланди» деди.

ливийә хәлқидин һал сориған җумһур рәис әрдоған: «биринчи басқучта, айропиланлиримизда издәш – қутқузуш вә башқа хизмәтләргә йардәмчи болуши үчүн 168 хадим, икки издәш- қутқузуш машиниси, икки қутқузуш кемиси, панаһлиниш вә башқа еһтийаҗларни қандуруш үчүн, 170 чедир, 600 әдийал,  панаһлиниш орни вә башқа еһтийаҗларни қандуруш үчүн, 400 йемәклик вә тазилиқ буйумлири сандуқи, 20 генератор, 1000 йамғурлуқ чапан, 500 өтүк вә 500 қол чириғи қатарлиқлар болиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر