әрдоған һиндистан мустәқиллиқ һәрикитиниң рәһбири маһатма гандиниң мәқбәрисини зийарәт қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2023-йиллиқ г20 дөләтләр гуруһи рәһбәрләр йиғини даирисидә, һиндистан мустәқиллиқ һәрикитиниң рәһбири маһатма гандиниң мәқбәрисини зийарәт қилди.

2035215
әрдоған һиндистан мустәқиллиқ һәрикитиниң рәһбири маһатма гандиниң мәқбәрисини зийарәт қилди

түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида өткүзүлгән башлиқлар йиғининиң иккинчи күнидә г20 дөләтләр гуруһи рәһбәрлири билән раҗгат хатирә қәбристанлиқини зийарәт қилди.

әрдоған хатирә қәбристанлиқиниң кириш еғизида һиндистан баш министири нарендра моди тәрипидин қарши елинди вә маһатма гандиниң мәқбәрисигә гүлчәмбирәк қойди.

ганди әң йахши көридиған мәдһийә нахшилири ейтилған зийарәттин кейин, әрдоған вә башқа рәһбәрләр башлиқлар йиғини өткүзүлгән баһарат мандапам хәлқара йәрмәнкә вә йиғин мәркизигә барди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر