әрдоған һиндистанда қизғин қарши елинди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида қизғин қарши елинди

2035004
әрдоған һиндистанда қизғин қарши елинди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн башлинип, әтә ахирлишидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида һиндистан баш министири нарендра моди тәрипидин рәсмий мурасими арқилиқ қизғин қарши елинди.

әрдоған йеңи деһлида йапонийә баш вәзири кишида фумийони қобул қилди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида, рәһбәрләр «бир дунйа, бир аилә, бир келәчәк» баш тема қилинған үч олтурушта өзара пикир алмаштуридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر