фидан косово районлуқ тәрәққийат министири дамка билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан косово районлуқ тәрәққийат министири вә косово демократик түрк партийәси рәиси фикрим дамка билән көрүшти.

2034097
фидан косово районлуқ тәрәққийат министири дамка билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилинған байанатида билдүрүлүшичә, дипломатийә министири хақан фидан әнқәрәдә ташқи ишлар министирлиқи бинасида косово районлуқ тәрәққийат министири вә косово демократик түрк партийәси рәиси фикрим дамка билән көрүшкән.

министирлиқниң йәнә бир байанатида көрситилишичә, ташқи ишлар министири хақан фидан полша ташқи ишлар министири зибгнийев рав билән телефонда көрүшкән.

 икки министирниң телефон сөһбитидә, түркийә – полша мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر