әрдоғанниң синтәбирдики дипломатик учришишлири интайин қойуқ болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған синтәбирдә қойуқ дипломатик учришишларда болиду.

2032282
әрдоғанниң синтәбирдики дипломатик учришишлири интайин қойуқ болиду

түркийә авази радйоси хәвири: әрдоғанниң биринчи бекити русийә болиду, әрдоған 4-сентәбирдә русийәниң сочи шәһиридә пирезидент виладимир путин билән көрүшиду.

әрдоған билән путинниң учришишида әң муһим күнтәртип маддиси 17-ийулда русийә чекингән қара деңиз ашлиқ каридори келишими болиду.

икки рәһбәр келишимни әслигә кәлтүрүш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә пикир алмаштуриду.

русийә-украина урушиниң әң йеңи вәзийитиму музакирә қилинидиған учришишита йәнә, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр, болупму енергийә, сода, иқтисад вә сайаһәт қатарлиқ темилар музакирә қилиниду.

җумһур рәис әрдоған синтәбирдә икки хәлқаралиқ рәһбәрләр йиғинида түркийәгә вәкиллик қилиду.

әрдоған 9- вә 10-сентәбир күнлири һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлиға берип, г20 дөләтләр гуруһи рәһбәрләр йиғиниға қатнишиду. әрдоғанниң «бир дунйа, бир аилә, бир кәлгүси» темисида өткүзүлгән рәһбәрләр йиғинида йәр шари содисиниң тәрәққийати үчүн ташлинидиған қәдәмләр, террорлуққа қарши күрәштә хәлқара һәмкарлиқ вә келимат өзгириши қатарлиқ темиларда  тохтилиши мөлчәрләнмәктә.

җумһур рәис әрдоған 17-сентәбирдин 21-сентәбиргичә американиң нйуйорк шәһиридә өткүзүлидиған 78-нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғиниға қатнишиду.

әрдоғанниң б д т омумий йиғинидики  нутуқида, асаслиқи русийә-украина уруши, сүрийә, пәләстин вә шималий қибрис түрк җумһурийитигә мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләр, терорлуққа қарши күрәш, пананһланғучилар мәсилиси, вә келимат өзгиришигә қарши күрәш темилириға  алаһидә орун бериши тәхмин қилинмақта.  

әрдоған йәнә г20 дөләтләр гуруһи рәһбәрлири учришиши вә б д т омумий кеңиши даирисидә нурғун дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән айрим айрим учришиш өткүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر