дөләт әрбаблири 30- авғуст зәпәр байрими мунасивити билән анитқабирни зийарәт қилди

30- авғуст зәпәр байриминиң 101 йиллиқи түркийәниң һәрқайси җайлирида вә түркийәниң чәт әлләрдики вакаләтханилирида һәр хил мурасимлар өткүзүлүп тәбрикләнмәктә.

2030927
дөләт әрбаблири 30- авғуст зәпәр байрими мунасивити билән анитқабирни зийарәт қилди
erdogan anitkabir1.jpg
erdogan anitkabir.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: тәбрикләш паалийәтлири даирисидә пайтәхт әнқәрәдики тунҗи мурасим мустапа камал ататүркниң қәбриси җайлашқан анитқабир (ататүрк хатирә сарийи)да өткүзүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған башчилиқидики дөләт әрбаблири 30- авғуст зәпәр байрими мунасивити билән анитқабирни зийарәт қилди.

әрдоған ататүркниң мәқбәрисигә ай – йултуз чүшүрүлгән гүлчәмбирәк қойғандин кейин, һөрмәт билдүрүп сүкүттә турулди, андин дөләт шеири оқулди.

андин җумһур рәис әрдоған билән дөләтниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири мисақи миллий мунариниң йениға барди؛ бу йәрдә әрдоған анитқабир алаһидә хатирә дәптиригә көңүл сөзлирини изһар қилип: «һөрмәтлик ататүрк, биз түрк миллитиниң әркинлик вә мустәқиллиқ идийәсиниң өлмәс абидиси дәп қараватқан улуғ ғәлибәниң 101 йиллиқини тәбрикләватқанлиқимиздин пәхирләнмәктимиз. шанлиқ тарихимизниң бурулуш нуқтилириниң бири болған бүгүн, биз алийлирини, сәпдашлириңизни, бүйүк милләт мәҗлисиниң һөрмәтлик әзалирини вә әзиз шеһитлиримизни миннәтдарлиқ билән әсләймиз. заманивий мәдәнийәтләр сәвийәсидиму һалқип кетиш нишанимизниң символиға айланған <түркийә йүз йили> қаришимизни дөләт – хәлқ қолмуқол тутушуп, зор ирадә билән әмәлгә ашуруватимиз. дөлитимизни нишанлириға, хәлқимизни әсирлик арзулириға йәткүзгичә кечә – күндүз демәстин ишләшни давамлаштуримиз. роһиңиз шад болсун!» дәп йазди.

анитқабир дөләт мурасимидин кейин аммиға ечиветилди.

30- авғуст зәпәр байрими дөләт ичи вә сиртида һәр хил мурасимлар өткүзүлүп тәбриклимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر