баш әлчи қилич америка вәкилләр өмики билән көрүшти

түркийә җумһурийити җумһур рәиси баш мәслиһәтчиси, баш әлчи акиф чағатай қилич америка вәкилләр өмики билән көрүшти.

2030815
баш әлчи қилич америка вәкилләр өмики билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: акиф чағатай қилич иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип, түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисидә америка пирезидентиниң йәр шари ул әслиһә вә енергийә бихәтәрлики алаһидә маслаштурғучиси амос җ.хостейн, американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси җеф флейк вә һәмраһлиқидики вәкилләр өмики билән көрүшкәнликини билдүрди.

қилич учришишта икки дөләт мунасивити вә районға алақидар мәсилиләр билән енергийә вә ул әслиһә мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر