дөләт мудапиә министирлиқи түркийә тарихидики бүйүк һуҗумниң 101 – йилини хатирилиди

дөләт мудапиә министирлиқи бүйүк һуҗумниң 101 – хатирә йили үчүн тәййарланған синни һәмбәһирлиди.

2029517
дөләт мудапиә министирлиқи түркийә тарихидики бүйүк һуҗумниң 101 – йилини хатирилиди

түркийә авази радйоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий таратқу һесабидики йазмисида, «бир пай оқ қалғучә етиш давамлишиду» дегән буйруқ билән түркийә армийиәсиниң җәсур, қәлби вәтән ишқи билән толған қәһриманлириниң бүйүк һуҗуминиң биринчи күни болған 26-авғустта исимлирини тарихқа ғурур билән йазғузғанлиқи тәкитләнди.

болупму ғази мустапа камал ататүрк қатарлиқ әзиз шеһитләр вә қәһриман ғазилар аллаһтин рәһмәт тиләш билән әсләнгән йазмида, министирлиқ тәрипидин тәййарланған тарихи сүрәтләр вә һуҗум көрүнүшлири киргүзүлгән синға алаһидә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر