дийарбақирда террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

дийарбақир йезилирида учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ ениқлап чиқилған 3 террорчи һава армийәсиниң йардимидә елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида  бир тәрәп қилинди.

2029435
дийарбақирда террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министири әли йәрлиқайа аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, дийарбақир йезилирида елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида 3 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, бир кишиниң тутулғанлиқини әскәртип мундақ деди: «җамаәт хәвпсизлики баш идаримиз вә қораллиқ сақчи қисим баш қоманданлиқ иштабимизниң һәмкарлиқи астида елип берилған зәрбә бериш һәрикити даирисидә, җамаәт хәвпсизлики идариси истихбарат башқармимиз, дийарбақир вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики идаримиз, авийатсийә башқармимиз вә дийарбақир вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабимизниң ортақ хизмәт ишлиши нәтиҗисидә, җамаәт хәвпсизлики идариси учқучисиз һава аппаратлириниң чарлаш паалийәтлири давамида, дийарбақир йезилирида үч террорчи бир тәрәп қилинди.»

«бүгүн әтигәндә, дийарбақир сақчи алаһидә әтрәтлири, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрәтлири, җамаәт хәвпсизлики идариси учқучисиз һава аппаратлири вә қораллиқ сақчи қисим қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң йардимидә елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида үч террорчи  бир тәрәп қилинди. бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш ​​пуқралар тәшкилати (YPS) әзаси бир киши тутулди. террорчиларға йардәм қилған вә қоллиған төт җинайәт гумандари қолға елинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر