фуат оқтай америка авам палатасиниң әзалири билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ташқи ишлар комитетиниң рәиси фуат оқтай америка авам палатасиниң әзалири билән көрүшти.

2028936
фуат оқтай америка авам палатасиниң әзалири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң рәиси фуат оқтай америка авам  палатасиниң әзалириға чүшлүк тамақ зийапити бәрди.

пайтәхт әнқәрәдики түркийә бүйүк милләт мәҗлиси мурасим залида берилгән зийапәткә, америка авам палата әзалиридин җой вилсон, деан фелипс, викторийә спарт вә американиң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң мәсуллири қатнашти.

зийапәт ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә берилди.

игилинишичә, зийапәттә түркийә – америка қошма иштатлири мунасивәтлири, парламентлар ара мунасивәтләрниң әһмийити,  п к к /й п г вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә башқа террорлуқ тәшкилатлиридин башқа йәнә, икки дөләт оттурисидики сода мунасивәтлири, шималий атлантик әһди тәшкилати-нато, хәвпсизлик, мудапиә санаити вә район мәсилилири һәққидә музакирә елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر