фидан кийевни зийарәт қилди

түркийә ташқи ишлар хақан фидан үч күнлүк ирақ зийаритини ахирлаштурғандин кейин, украинаға йетип барди.

2029298
фидан кийевни зийарәт қилди
hakan fidan kiev ukrayna.jpg
ukrayna andriy yermak-hakan fidan.jpg
zelenskiy-hakan fidan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан пайтәхт кийевда, украина пирезиденти володимир зеленский тәрипидин һузурида қобул қилинди.

пирезидент зеленский көрүшүштин кейин байанат елан қилди.

у министир хақан фидан билән қарадеңиз ашлиқ каридори мәсилисини музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

министир хақан фидан зийарити рамкисида, украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханисиниң башлиқи андрий йермак биләнму көрүшти.

бу зийарәт, хақан фиданниң ташқи ишлар министири болуш сүпитидә украинада әмәлгә ашурған биринчи зийарити болуп һесаблиниду.

2022-йили 24-феврал украина-русийә уруши партлиғандин буйан, түркийә украина-русийә оттурисида ойниған мурәссәчилик роли билән алдинқи орунға чиқти.

қанат йайдурулған дипломатик хизмәтләр нәтиҗисидә тәсис қилинған ашлиқ каридори, өзара әсир алмаштуруш вә америка билән русийә оттурисидики йадро йирикчиликини азайтилишиға муһим һәссиләрни қошти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر