түкийә диҗитал иқтисадта бихәтәрлик вә диҗитал маһарәт үчүн һәмкарлишишқа тәййар

санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ каҗирһиндистанниң бангалор шәһиридә өткүзүлгән г20 дөләтләр гуруһи диҗитал иқтисад министирлар йиғинға қатнашти.

2026729
түкийә диҗитал иқтисадта бихәтәрлик вә диҗитал маһарәт үчүн һәмкарлишишқа тәййар

 

түркийә авази радйоси хәвири: санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ каҗир диҗитал бихәтәрликниң барлиқ мәнпәәтдашлар вә дөләтләр үчүн әң муһим иш икәнликини тәкитләп,  «түркийә бихәтәр вә чидамлиқ диҗитал иқтисад бәрпа қилиш үчүн барлиқ г20 дөләтләр гуруһи әзалири билән һәмкарлишишқа тәййар» деди.

санаәт вә техника министирлиқниң йазма байанатиға асасланғанда, мәһмәт фатиһ каҗир һиндистанниң бангалор шәһиридә өткүзүлгән г20 дөләтләр гуруһи диҗитал иқтисад министирлар йиғинида, «диҗитал аммиви ул әслиһә», «диҗитал иқтисадта бихәтәрлик вә диҗитал маһарәт» темиилиқ йиғинларға қатнашқан.

каҗир йиғинда түркийәниң диҗитал аммиви ул әслиһә, диҗитал иқтисадтики бихәтәрлик вә диҗитал маһарәт саһәлиридики хизмәтлирини чүшәндүргән.

диҗитал бихәтәрликниң барлиқ мәнпәәтдарлар вә дөләтләр үчүн әң муһим иш икәнликини тәкитлигән каҗир мундақ дегән:

«диҗитал бихәтәрлик тәһдитиниң алдини елиш вә уни азайтиш үчүн ортақ тиришишниң зөрүрлүкигә ишинимиз. биз чоқум бихәтәрвә чидамлиқ диҗитал иқтисад бәрпа қилиш үчүн бир йәргә җәм болишимиз лазим. түркийә бихәтәр вә чидамлиқ диҗитал иқтисад бәрпа қилиш үчүн барлиқ г20 дөләтләр гуруһи әзалири билән һәмкарлишишқа тәййар»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر