йариланған сержант мустапа сәзәр шеһит болди

ирақниң шималиға җайлашқан пәнчә-қулуп һәрбий һәрикити районида йәнә бир әскәр шеһит болди.

2022954
йариланған сержант мустапа сәзәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи пәнчә-қулуп һәрбий һәрикити районида террорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң оқида йариланған сержант мустапа сәзәрниң шеһит болғанлиқини елан қилди.

районда һәрбий һәрикәтләрниң давамлишиватқанлиқи әскәртилгән байанатта, шеһит болған әскәрләргә аллаһтин рәһмәт, аилә-тавабиатлириға, түркийә армийәсигә вә түркийә хәлқигә сәвр тиләнди.

пәнчә-қулуп һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң түнүгүн (9-авғуст) ки иғвагәрчиликидә бәш әскәр шеһит болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر