дөләт хәвпсизлик кеңиши байаннамәси елан қилинди

түркийә дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғиндин кейин елан қилинған байаннамәдә, қарадеңиздики җиддийчиликниң күчийип кетишиниң һечкимниң мәнпәәтигә пайдилиқ әмәслики билдүрүлди.

2022616
дөләт хәвпсизлик кеңиши байаннамәси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири:  түнүгүн (2023-йили 9-авғуст) түркийә  җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә өткүзүлгән дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин байаннамә елан қилинди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған байаннамәгә қариғанда, дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к – п й д/й п г, фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати вә даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлирини өз ичигә алған түркийәниң миллий иттипақлиқи вә баравәрликигә қарита түрлүк тәһдитләрни шәкилләндүрүватқан хирисларға қарши дөләт ичи - сиртида кәскин давамлишиватқан һәрбий һәрикәтләр һәққидә дөләт хәвпсизлик кеңишигә доклат сунулған.

байаннамәдә ирақ билән һәр саһәдики һәмкарлиқниң йәниму тәрәққий қилишиниң дөләтләр вә районниң муһим нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшигә төһпә қошидиғанлиқи қәйт қилинған, шундақла түркийәниң терроризмға қарши күриши, бихәтәрлик вә муқимлиқни қоғдаш паалийәтлирини чин дилидин қоллашниң икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң асасини күчәйтидиғанлиқи әскәртилгән.

байаннамәдә билдүрүлүшичә, йиғинда, русийә – украина урушиниң тәрәққийати вә бу урушниң кейинки басқучларда районға көрситидиған тәсири тәпсилий музакирә қилинған, қарадеңиздики җиддийчиликниң күчийип кетишиниң һечкимниң мәнпәәтигә пайдилиқ әмәслики тәкитләнгән.

буниңдин башқа йәнә, һәрқайси тәрәпләр сөһбәт өткүзүш арқилиқ урушқа хатимә беришкә чақириқ қилинған. шундақла ашлиқ келишимигә қайтишниң ашлиққа моһтаҗ дөләтләрдә йүз бериш еһтимали болған қийинчилиқларниң алдини алидиғанлиқи вә ашлиқ муқимлиқиға төһпә қошидиғанлиқи тәкитләнгән.

йиғинда йәнә, африқа қитәсидә мәйданға кәлгән вә африқа чоң қуруқлуқиға йамрап кетиш еһтималлиқи йуқири болған әң йеңи өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған, һәмдә африқа чоң қуруқлуқи мәсилилирини әң мувапиқ һәл қилиш чарисини пәқәт африқа чоң қуруқлуқниң игилирила тапалайдиғанлиқи қәйт қилинған.

байаннамәдә ислам динини нишан қилип, 2 милйардқа йеқин мусулманни рәнҗитиватқан  вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидинму өчмәнлик җинайити дәп қаралған қәбиһ қилмишларниң алдини елиш؛ җавабкарларни җазаландуруш мәсулийитини ада қилмиған дөләтләр пикир әркинлики намида өчмәнлик уруқини чечиш хаһишини өзгәртишкә, муқәддәс қиммәт қарашлириға қаритилған һуҗумларға қарши бирликтә күрәш қилишқа чақириқ қилинған.

байаннамәдә йәнә, йәр шари характерлик киризисқа айлинишқа башлиған килимат өзгиришиниң тәртипсиз көчмәнләр киризисидин иҗтимаий бөһранларғичә, ички қалаймиқанчилиқлардин дөләтләр ара тоқунушларғичә болған нурғун мәсилиләрни кәлтүрүп чиқиридиған тәсирлирини пәқәт хәлқара җәмийәтниң адил, сәмимий тиришчанлиқи вә һәмкарлиқи арқилиқла һәл қилғили болидиғанлиқи тәкитләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر