әрдоған мусулман өлималар һәйитини қобул қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған мусулман өлималар вәкилләр өмикини қобул қилди.

2022173
әрдоған мусулман өлималар һәйитини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2023-йили 8-авғуст) пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә әмәлгә ашурулған қобул қилиш мурасимиға, мусулман өлималар бирликиниң баш катипи әли муһйиддин әлқарадағи вә униң һәмраһлиқидики вәкилләр өмики, түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш, ислам тәтқиқат иниститутиниң рәиси пирофессор доктор мәһмәт гормәз қатарлиқларму қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر