түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә пакистанда йүз бәргән пойиз вәқәсидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди вә йариланғанларниң тезрәк әслигә келишини тилиди.

2020918
түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радйоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи түнүгүн 2023-йили 6 – ауғуст пакистанда йүз бәргән пойиз вәқәсидә җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

тәзийәнамидә, карачидин равалпиндиға маңған йолучилар пойизиниң релистин чиқип кетиши нәтиҗисидә йүз бәргән вәқәдә, нурғун кишиниң қаза қилғанлиқидин чоңқур қайғурулғанлиқи билдүрүлди.

тәзийәнамидә, «бу паҗиәлик вәқәдә қаза қилғанларға аллаһтин рәһмәт тиләймиз. йеқин- йоруқлиридин шундақла дост вә қериндаш пакисстан хәлқи,  һөкүмитидин һал сораймиз, йариланғанларниң саламәтликиниң  тезрәк әслигә келишигә тиләкдашмиз» дейилди.

пакистанниң навабшаһ шәһири әтрапида, бир йолучилар пойизиниң 10 вагони релистин чиқип кетиши нәтиҗисидә 30 киши қаза қилип, 50 киши йариланған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر