тутуш буйруқи чиқирилған террорчилардин йәнә бири уҗуқтурулди

дөлитимиз ички ишлар министири әли йәрликайа исми тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики п к к террорлуқ тәшкилатиниң «ардәм арарат» йалған исимлик әзаси султан оручниң уҗуқтурулғанлиқини уқтурди.

2018919
тутуш буйруқи чиқирилған террорчилардин йәнә бири уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири әли йәрликайа исми тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики п к к террорлуқ тәшкилатиниң «ардәм арарат» йалған исимлик әзаси султан оручниң уҗуқтурулғанлиқини уқтурди.

министир йәрликайа өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип, жандарма командир җәңчилириниң қәтийлик билән из қоғлаш арқилиқ бүгүн битлисниң һизан наһийәси тағлиқ районида террорчилар билән тоқунушқанлиқини билдүрди.

тоқунушта үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсигә исми киргүзүлгән ардәм арарат йалған исимлик султан оручниң уҗуқтурулғанлиқиға ишарәт қилип өткән министир йәрликайа: «мина орунлаштуруш вә бузғунчилиқ селиш бойичә тәрбийәләнгәнлики ашкариланған террорчи иштирак қилған вәқәләрдә, төт жандармимизниң шеһит қилинғанлиқи, иккисиниң йариланғанлиқи ениқланди» дегән ибариләргә орун бәрди.

министир йәрликайа сөзини давамлаштуруп: «шеһитләрниң қанлири йәрдә қалмаслиқи үчүн,  сатқунларниң нәпәс елишиға йол қоймаймиз, күришимиз әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинип болғучә давамлишиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر