данийә билән шиветсийә иғвагәрчиликләрниң зийинини көрүшкә башлиди

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан данийә билән шиветсийәдики қуран кәримгә һуҗум қилиш вәқәлири үстидә тохталғанда, икки дөләтниң бу иғвагәрчиликләрниң зийинини көрүшкә башлиғанлиқини билдүрди.

2018358
данийә билән шиветсийә иғвагәрчиликләрниң зийинини көрүшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан әнқәрәдә әзәрбәйҗанташқи ишлар министири җәйхун байрамов билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у данийә билән шиветсийәдә қуран кәримгә қилинған һуҗумларға мунасивәтлик учришишларниң давамлишиватқанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«түркийәниң бу һәқтә қанат йайдурған дипломатийә паалийити муһим илгириләшни қолға кәлтүргәндин башқа, мәсилини һәл қилиш издинишигә йахши үлгә йаратти дәп ойлаймиз. ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң ортақ тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуруши интайин муһим. бу мәсилиниң еғирлиқини у дөләтләр (данийә, шиветсийә) му билиду. данийә билән шиветсийә иғвагәрчиликләрниң зийинини көрүшкә башлиди.»

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири байрамов қуран кәримгә қилинған һуҗумлар тоғрисида: «мусулманларниң һес-туйғулириға рәнҗидә әткән бу һәрикәтләрни әйибләймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر