әрдоған мудапиә санаити йәрмәнкисиниң йепилиш мурасимида сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «биз мудапиә санаитидә бөсүш һасил қилидиған, бу саһәниң йөнилишини бәлгиләйдиған илғар техникиға игә йеңи мәһсулатлар билән пүтүн дунйаниң һозуриға чиқимиз» деди.

2017468
әрдоған мудапиә санаити йәрмәнкисиниң йепилиш мурасимида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулда өткүзүлгән 16 – нөвәтлик «IDEF-23» хәлқара мудапиә санаити йәрмәнкисиниң йепилиш мурасимида сөз қилип: «биз мудапиә санаити саһәсидә бесип өткән мусапә, бизниң һәм мәнбәмиз, һәм илһам мәнбәсимиз, һәмдә бизниң  немиләрни қилалайдиғанлиқиниң бешарити» деди.

мудапиә санаитидә мәлум басқучқа кәлгән түрләрниң сүритини тезлитидиғанлиқлирини билдүргән әрдоған: «биз бу саһәниң еһтийаҗини бекитип, өзгичә һәл қилиш чарилирини оттуриға қойимиз» деди.

җумһур рәис әрдоған: «2002- йили мудапиә саһәсидә пәқәт 57 ширкитимиз паалийәт елип баратти, нөвәттә бу санниң қанчә икәнликини биләмсиләр? 2500 » дегәнләрни қәйт қилди.

мудапиә санаитидики иқтидар вә қабилийәтләрни дост вә қериндаш дөләтләр билән ортақлишишни давамлаштуридиғанлиқлириға ишарәт қилған әрдоған: «бихәтәрликкә охшаш һайат - маматлиқ бир мәсилиниң дөләтләр арисида тәһдит вә бесим амили қилип ишлитилиши тоғра әмәс» деди.

җумһур рәис әрдоған: «биз кәлгүсидики нишанимизни експортни ашуруп, мудапиә санаити иқтисад системисини күчәйтиш дәп бекиттуқ» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر