тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи уҗуқтурулди

үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики бир террорчи уҗуқтурулди.

2017402
тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири әли йәрликайа 10 жандарма әскири шеһит қилинған төт қетимлиқ һәрикәткә иштирак қилғанлиқи ениқланған, үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики рәдур сисәр йалған исимлик террорчи гүвән өзҗанниң уҗуқтурулғанлиқини уқтурди.

министир йәрликайа өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип: «10 қәһриманимиз шеһит қилинған төт һәрикәткә иштирак қилғанлиқи ениқланған күлрәң категорийәдики бир террорчи бир тәрәп қилинди» дегәнләрни қәйт қилди.

министир йәрликайа: «күрәш террорлуқ ахирлашқучә давамлишиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر