ваң йи бүгүн түркийәдә зийарәттә болиду

хитай компартийәси мәркизий ташқи ишлар комитети ишханисиниң директори вә йеңи ташқи ишлар министири ваң йи бүгүн (26-ийул) түркийәдә зийарәттә болиду.

2016247
ваң йи бүгүн түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «хитай компартийәси мәркизий ташқи ишлар комитети ишханисиниң директори вә йеңи ташқи ишлар министири ваң йи 2023 – йили 26 – ийул дөлитимиздә зийарәттә болиду. һөрмәтлик министиримиз (хақан фидан) ниң ваң йи билән өткүзидиған сөһбити җәрйанида, хитай билән болған икки тәрәп мунасивәтлиримизниң һәр җәһәттин музакирә қилиниши, униңдин башқа күнтәртиптики мәсилиләр, районлуқ вә хәлқаралиқ темиларда пикир алмаштурулуши күтүлмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر