әрдоған кабенит йиғинидин кейин хәлққә хитаб қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өзлириниң түркийә әсирини бәрпа қилиш нишанини бойлап давамлиқ алға илгириләватқанлиқлирини ейтти.

2015566
әрдоған кабенит йиғинидин кейин хәлққә хитаб қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән кабинет йиғинидин кейин, хәлққә хитаб қилди.

у 21 йилдин буйан түркийә игә қилинған маарип, сәһийә, бихәтәрлик, қатнаш, енергийә вә туралғу қатарлиқ барлиқ саһәләрдики кәң көләмлик ул әслиһәләрниң гүллинишниң әң муһим һәрикәтләндүргүч күчи болғанлиқини оттуриға қойди.

у содидин санаәткичә, деһқанчилиқтин сайаһәтчиликкичә  болған ишқа орунлишиш вә ишләпчиқиришниң паравози һесаблинидиған һәр қайси саһәләрдә чарқларниң айлиниватқанлиқини тәкитләп: «експорт вә сайаһәтчиликимиз һәр айда дегүдәк рекорт йаритип йолини давамлаштурмақта. дөлитимиз хәлқара мәбләғ салғучиларниң диққитини барғансери җәлп қилмақта. өткүзгән һәр қетимлиқ учришишимизда, дөлитимизгә милйардларчә, он милйардларчә долларлиқ мәбләғ селиш вәдиси еливатимиз» деди.

җумһур рәис әрдоған өзлириниң түркийә иқтисадини йеқинқи 20 йилда оттуричә %5.5 ашурғанлиқлирини, дөләтниң киримини 238 милйард доллардин 1 тирилйон долларға йәткүзгәнликлирини вә сетивелиш нисбитигә асасән, дөләтни кирим рәт тәртипидә 11- орунға чиқарғанлиқлирини әскәртти.

ишқа орунлишишни 19 милйондин 32 милйонға, експортни 35 милйард доллардин 254 милйард долларға, сайаһәтчиләр санини 15 милйондин 52 милйонға, сайаһәт киримини 12 милйард доллардин 46 милйард 500 милйон долларға чиқарғанлиқлирини билдүргән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «қисқиси, биз һәр саһәдә мисли көрүлмигән мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүп, бүгүнләргә йетип кәлдуқ. көпийиватқан нопусиға параллел һалда әмгәк күчигә қетилиш нисбити өрләватқан түркийәдә, ишқа орунлишишниң төвәнләш әмәс, изчил һалда ешиши мана бу картинаға қәрздар» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған өзлириниң дөләт вә хәлқниң һәр қандақ ғәлибисиниң  кичиккиниму чекинишигә йол қоймайдиғанлиқлирини тәкитләп, өзлириниң муқимлиқ, ишәнч вә сиҗиллиқ линийәсини бойлап алға илгириләшни давамлаштуридиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر