түркийә алҗирийәгә тәзийә билдүрди

түркийә алҗирийәдә давамлишиватқан дала от апәтлиридә қаза қилғанларға тәзийә билдүрди.

2015572
түркийә алҗирийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, алҗирийәниң һәр қайси вилайәтлиридә давамлишиватқан дала от апәтлиридә нурғун пуқра вә һәрбий хадимларниң һайатидин айрилғанлиқи вә йариланғанлиқидин хәвәр тепип қайғурғанлиқини билдүрди.

байанатта: «от апәтлиридә қаза қилғанларға аллаһтин рәһим- шәпқәт тиләймиз, дост вә қериндаш алҗирийә хәлқи вә һөкүмитидин һал сораймиз, йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишигә тиләкдашлиқ билдүримиз. түркийә бу қийин күнләрдә алҗирийәгә һәр хил йардәмләрни беришкә һәр вақит тәййар» дегән ибариләргә орун берилди.

алҗирийә ички ишлар министирлиқи алдинқи күни дөләтниң шималидики 11 шәһәрдә башланған дала от апәтлиридә қаза қилғанлар саниниң 34 кә йәткәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر