түркийә алҗирийәгә тәзийә билдүрди

түркийә алҗирийәниң таманрассет шәһиридә йүз бәргән қатнаш вәқәси мунасивити билән тәзийә телеграммиси тарқатти.

2014610
түркийә алҗирийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, 19 – ийул алҗирийәниң таманрассет шәһиридә  еғир қатнаш вәқәси йүз берип, нурғун кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә йариланғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқини билдүрди.

байанатта: «биз бу ечинишлиқ қатнаш вәқәсидә һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһим- шәпқәт тиләймиз, уларниң аилә- тавабиатлиридин, дост вә қериндаш алҗирийә хәлқи  вә һөкүмитидин һал сораймиз шундақла қазада йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

алҗирийәниң таманрассет шәһиридә қатнаш вәқәси йүз берип, 34 адәм қаза қилған, 12 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر