түркийә җумһурийити қуран кәримгә һуҗум қилған 10 гумандар үстидин тутуш буйруқи чиқарди

түркийә җумһурийити әдлийә министири йилмаз тунч шиветсийәдики қуран кәримгә қилинған һуҗумға четишлиқ расмус палудан, салван момика вә башқа сәккиз гумандар үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқини елан қилди.

2014216
түркийә җумһурийити қуран кәримгә һуҗум қилған 10 гумандар үстидин тутуш  буйруқи чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: министир тунч твиттердики адресида байанат берип: «мән шиветсийәниң стокһолмдики ирақ әлчиханиси алдида муқәддәс китабимиз қуран кәримгә қилинған қорқунчақларчә һуҗумни әйибләймән» деди вә сөзини давамлаштуруп, әркинлик вә демократийә нами астида бу хил һуҗумларға йол қойушни қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

шиветсийә һөкүмитиниң хәлқаралиқ мәсулийити даирисидә һәрикәт қилип, ислам дини вә барлиқ мусулманларға қаритилған бу өчмәнлик җинайитиниң алдини алидиған тәдбирларни вақтида йолға қойуши вә һоқуқлуқ даириләрниң һуҗумчилар үстидин дело турғузуши керәкликини әскәрткән министир тунч, байанатида төвәндики ибариләргә орун бәрди:

«әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси шиветсийәдә муқәддәс китабимиз қуран кәримгә һуҗум қилиш, диний қиммәтләрни кәмситиш арқилиқ аммини өчмәнлик вә адавәткә қутритиш җинайитини тәкшүрүшни башлиған болуп, бу даиридә расмус палудан, салван момика вә башқа сәккиз җинайәт гумандари үстидин тутуш буйруқи чиқирилди.

бу һәқтә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси бихәтәрлик орунлири вә тор җинайәтлиригә тақабил туруш орунлириға йолйоруқ чүшүргән болуп, гумандарларниң ениқ салаһийәт учурлири билән җинайи дәлил- испатларни топлаш؛ расмус палудан вә салван момика вә мушуниңға охшаш қилмишларни садир қилған башқа барлиқ кишиләрни  ениқлаш хизмәтлири кәң вә әтраплиқ шәкилдә елип берилмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر