дөләт мудапиә министирлиқи қибрис тинчлиқ һәрикитини тәбриклиди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 49 – йиллиқини тәбриклиди.

2013844
дөләт мудапиә министирлиқи қибрис тинчлиқ һәрикитини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «қибрис түрклиригә қарши инсан қелипидин чқққан қәтлиамларға хатимә бәргән, һәмдә қибрис арилиға тинчлиқ, бихәтәрлик вә хатирҗәмлик елип кәлгән қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 49 – йиллиқини тәбрикләймиз, бу мунасивәт билән  шеһитлиримизни чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә йәнә бир қетим йад етимиз, ғазилиримизға есәнлик вә узун өмүр тиләймиз. қибрис түрклирини һечқачан йалғуз ташлап қоймидуқ вә қоймаймиз.»

 1974-йили 7-айниң 20-күни, қибрис тинчлиқ һәрикити румларниң қибрис арилиридики түркләргә қарши бесими вә зулмиға хатимә бериш мәқситидә елип берилғаниди.

20 – ийул дунйа тарихида «қибрис түрклириниң дунйаға қайта көз  ечиши» дәп атилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر