әрдоған:  әсәд билән көрүшүш ишикимиз тақақ әмәс

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған сүрийә пирезиденти бәшшар әсәд билән көрүшүш ишиклириниң тақақ әмәсликини ейтти.

2012449
әрдоған:  әсәд билән көрүшүш ишикимиз тақақ әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сәуди әрәбистанға қарап йолға чиқиш һарписида истанбулдики ататүрк айродурумида  ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

әрдоған бу йәрдә қилған сөзидә, түркийәниң сүрийә билән болған мунасивәтләрни нормаллаштуруш мусаписи даирисидә бу дөләткә қарита ишиклириниң тақақ әмәсликини, бу һәқтә төт  тәрәп башлиқлар йиғини өткүзүшни халайдиғанлиқирини тәкитләп мундақ деди: «бизниң бәшшар әсәд билән көрүшүш ишикимиз тақақ әмәс. нөвити кәлгәндә көрүшүшимиз мумкин. сүрийә даирилириниң бизгә қарита позитсийәси наһайити муһим. толиму әпсуски, бәшшар әсәд һазир түркийәдин сүрийәниң шималидин әскәр чекиндүрүшни тәләп қилмақта. әмма бу мумкин әмәс. чүнки биз у йәрдә терроризмға қарши күрәш қиливатимиз. бәшшар әсәд башқа дөләтләргиму шундақ тәләп қойаламду? йақ, бундақ тәләп қойалмайду. шуңа биз бу мәсилидә адил позитсийә тутулушини үмид қилимиз. адқл позитсийә тутуш мәсилиси һәл болғандин кейин,  икки дөләт оттурисидики сақлиниватқан мәсилиләрниму пүтүнләй һәл қилалишимиз мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر