фахрәттин алтун 15- ийул фәтһуллаһчилар хийанити мунасивити билән синлиқ учур һәмбәһирлиди

җумһур рәислик учур - алақә идариси башлиқи фахрәттин алтун фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати (FETO) ниң 2016-йили 15- ийул һәрбий сийасий өзгириш қозғаш урунушниң 7 - йиллиқи мунасивити билән тәййарланған синни һәмбәһирлиди.

2011915
фахрәттин алтун 15- ийул фәтһуллаһчилар хийанити мунасивити билән синлиқ учур һәмбәһирлиди

түркийә авази радйоси хәвири: фахрәттин алтун иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән учурида, «һечкииши бу милләткә асарәтни елип келәлмәйду. мәйданларни қаршилиқ көрситиш райониға айландуруп, 15-ийулдики һәрбий  сийасий өзгиришни йәр билән йәксан қилған вә тәврәнмәс иман - етиқад билән террорчиларни бир-бирләп тәслим қилғанларға салам болсун» деди.

җумһур рәислик учур - алақә идариси тәрипидин тәййарланған синда «түркийә әсриниң қәһриманлири»  маршиға алаһидә орун берилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر