алтун: хәлқ һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунғанларға зәрбә бәрди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, 15 – ийулда хәлқниң зәрбә (һәрбий – сийасий өзгириш) қозғимақчи болғанларға зәрбә бәргәнликини ейтти.

2011641
алтун: хәлқ һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунғанларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун түнүгүн HaberTRT қанилиниң 15 - ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити билән орунлаштурған «15 - ийул алаһидә сөһбәт » пирограммисиға қатнашти.

у 15 - ийулдин кейин террорлуққа қарши туруш саһәсидә ташланған қәдәмләрниң әһмиийитини тәкитләп: «биз өткән йәттә йил ичидә бу хаин террорлуқ тәшкилати дөлитимизниң органлиридин тазиланғинида, дөлитимизниң вә органлиримизниң техиму күчлүк болидиғанлиқини көрүп йәттуқ. нөвәттә, түркийәниң террорлуққа қарши туруш күриши техиму күчлүк, техиму үнүмлүк болуп, төвән чиқим билән техиму көп нәтиҗиләрни қолға кәлтүридиған шәкилдә давам қилмақта... у күни (һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунған күн) хәлқара сәһнидики һөкүмран күчләр хаин, пәскәш бир террорлуқ тәшкилатидин пайдилинип, түркийәдә һакимийәт алмаштурмақчи болди. әмма, хәлқ бу урунушқа дөләт рәһбири билән бирликтә очуқ - ашкара зәрбә бәрди. зәрбә (һәрбий – сийасий өзгириш) қозғимақчи болғанларға зәрбә бәрди, уларни бир тәрәп қилди» деди.

15 - ийул хәлқниң улуғ ирадисини намайан қилғанлиқини байан қилип: «дунйа демократийә тарихида мисли көрүлүп бақмиған шәкилдә һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишиға қаршилиқ көрситилди. бу вәтәнниң бир һәқиқий тарихи бар, у һәқиқий тарихниң ичидики һәқиқий қәһриманлар қурғучи елементлардур. 15 - ийул мушу мәнидин ейтқанда, бу дөләтниң, бу вәтәнниң тарихида мустәсна йәргә, интайин алаһидә орунға игә» деди.

15 - ийул шеһит болғанларниң, ғази болғанларниң, у кечә мәйданларға оқтәк етилип чиққанларниң һәммисиниң түркийә әсириниң қәһриманлири икәнликини билдүргән алтун, сөзлирини: «түркийә әсири әркин, толуқ мустәқил бир түркийәниң, техиму күчлүк, техиму гүлләнгән бир түркийәниң намидур. түркийә әсири бир йирақни көрүш түридур. түркийә әсириниң барлиққа келишиниң пәрдә арқисида һәқиқий қәһриманлар бар. улар кимләр дәп қариғинимизда, 15 - ийул хаинларчә һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш урунушиға, һәрбий – сийасий өзгириш түрсидики таҗавузилиқ урунушиға қарши турған қәһриманларни көримиз» дәп хуласилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر