түркийәниң чәт әлләрдики дипломатик орунлирида 15 - ийул хатириләнди

15 - ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити билән түркийәниң чәт әлләрдики әлчихана вә консулханилирида хатириләш паалийәтлири өткүзүлди.

2011751
түркийәниң чәт әлләрдики дипломатик орунлирида 15 - ийул хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридики түркийә консулханисда өткүзүлгән паалийәткә түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили, баш әлчи сәдат өнал, түркийәниң нйуйоркта турушлуқ баш консули рәйһан өзгүр, америка вә чәт әл дипломатлири, һәрқайси аммиви тәшкилатларниң вәкиллири вә пуқралар қатнашти.

паалийәттин илгири, 15 – ийул (2016) җанлирини пида қилған шеһитләрниң исим вә сүрәтлири чүшүрүлгән йоған байрақ түркөйиниң 16 - қәвитиниң балкониға есилди.

перуниң лима шәһиридики түркийә әлчиханисида өткүзүлгән паалийәткә баш әлчи сәрра каләли, түркийә органлириниң вәкиллири вә бу дөләттә йашайдиған түркийә пуқралири қатнашти.

биразилийәниң сан павло шәһиридики түркийә консулханисида өткүзүлгән паалийәттә, түркийә әсири қәһриманлириға һөрмәт билдүрүлди вә миннәтдарлиқ туйғуси ипадиләнди.

еквадорниң кито шәһиридә түркийә баш әлчиси мәқбулә йалчинниң саһибханлиқида өткүзүлгән 15 - ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнини хатириләш мурасимиға еквадорда йашайдиған түркийә пуқралири вә мусулманлар җәмийитиниң вәкиллири қатнашти.

коломбийәниң богота шәһиридики түркийә әлчиханисида өткүзүлгән 15 – ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни паалийитигә коломбийәдики түркийә органлириниң вәкиллири вә түркийә пуқралири қатнашти؛ паалийәт җәрйанида, вәтән үчүн җанлирини пида қилған әзиз шеһитләрни хатириләш мурасими өткүзүлди.

венезуелада түркийәниң венезуеланиң каракас шәһиридә турушлуқ баш әлчиси айдан қараманоғлуниң саһибханлиқида  15 - ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнини хатириләш паалийити өткүзүлди.

аргентинадики түркийә әлчиханисида түркийәниң буенос айрес шәһиридә турушлуқ баш әлчиси сүләйман өмүр будакниң иштирак қилиши билән 15 - ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити билән шеһитләр вә ғазиларни хатириләш мурасими өткүзүлди.

йапонийәдики түркийә дийанәт ишлири башқармиси қармиқидики токйо җамәсиниң әртуғрул залида өткүзүлгән хатириләш паалийитигә түркийәниң аммиви вә иҗтимаий органлириниң вәкиллири билән меһманлар иштирак қилди.

фотограф көргәзмиси ечилған паалийәттә, меһманлар түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси тәрипидин тәййарланған «15 - ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни» темисидики һөҗҗәтлик филимни көрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر