алтун нато башлиқлар йиғини тоғрисида тохталди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғинида катта рәһбәрлик роһини намайан қилғанлиқини ейтти.

2010803
алтун нато башлиқлар йиғини тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун литванийә пайтәхти вилнийуста чақирилған натоға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини тоғрисида өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп: «җумһур рәисимизниң ейтқинидәк, башлиқлар йиғининиң натониң йалтайтиш күчини ашуруш билән биргә, түркийәгә елип кәлгән әң муһим нәтиҗиси, мәйли терроризмға қарши күрәш болсун, мәйли йавропа иттипақиға әза болуш мусапимиз йаки дөлитимизгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң бикар қилинишидики йеңи башлинишлар җәһәттә болсун, йеңи қарарларниң чиқирилишиға васитә болушидур. биз җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә ташлиған қәдәмлиримиз арқилиқ қолға кәлтүргән бу нәтиҗиләрни — иншааллаһ — техиму мустәһкәмләп, барлиқ сәһниләрдә дөлитимизниң мәнпәәти, хәлқимизниң һәқ вә һоқуқини әң күчлүк шәкилдә қоғдашни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر