әли йәрликайа ширинакта уҗуқтурулған икки террорчи һәққидә мәлумат бәрди

ички ишлар министири әли йәрликайа ширинакта уҗуқтурулған икки террорчиниң апелсин рәңлик издәп тутуш тизимликидики террорчилар икәнлики байқалғанлиқини билдүрди.

2008764
әли йәрликайа ширинакта уҗуқтурулған икки террорчи һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радйоси хәвири:  ички ишлар министири әли йәрликайа иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида, 4-ийулда шернакниң бәстләр дәрәләр районида уҗуқтурулған террорчиларниң кимликлири вә елип барған террорлуқ паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.

террорчилардин шифрилик исми <мирза бағиран>  вә әсли исми <мирза сәзәк> болған бириниң 2015-йилдин 2023-йилғичә болған арилиқта бәш охшимиған террорлуқ һәрикитигә қатнашқанлиқи вә бу һәрикәтләрдә 1 жандарма вә 2 сақчиниң шеһит қилинғанлиқи тәкитлиди.

әли йәрликайа йәнә мундақ деди:

«шифрилик исми <бенгин бәрмани> вә әсли исми <қаһраман караташ> болған йәнә бир хаин террорчи болса, 2016-йилдин 2018-йилғичә алта охшимиған террорлуқ һәрикитигә қатнашти, бу һәрикәтләрдә 2 һәрбий хадим, 7 жандарма хадими вә 7 аманлиқ сақлиғучи қатарлиқ 16 бихәтәрлик хадими шеһит қилинди. 16 аманлиқ сақлиғучимиз йариланди. шәһидлиримизниң қени йәрдә қалмиди. шуни билиш керәкки, күришимиз террорлуқ ахирлашқанға қәдәр давамлишиду»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر