түркийә қибрис сөһбәт мусаписигә алақидар әйибләшләрни рәт қилди

түркийә қибрис сөһбәт мусаписигә қатнашқан түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң йуқири дәриҗилик бир әмәлдари тоғрисидики әйибләшләрниң «асассиз» вә «пүтүнләй йалған» икәнликини тәкитлиди.

2008164
түркийә қибрис сөһбәт мусаписигә алақидар әйибләшләрни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич тивиттердики адресида байанат елан қилип: «чәт әлдә нәшр қилинған бир китабқа асасланған бәзи мәнбәләрдә, 2017 – йили рум тәрипиниң реаллиқтин йирақ позитсийәси сәвәбидин мәғлуп болған қибрис сөһбәт мусаписигә қатнашқан министирлиқниң йуқири дәриҗилик бир әмәлдари һәққидә асассиз әйибләшләрниң оттуриға қойулғанлиқи көрүлди» деди.

билгич сөзини давамлаштуруп: «сөһбәт җәрйанида, ортақ тонуш һасил қилиш үчүн йол қойуш позитсийәсини йақлап һәрикәт қилинғанлиқи илгири сүрүлгән бу әйибләшләр әмәлийәттин пүтүнләй йирақ. рум тәрәпниң гунаһкарлиқ туйғуси билән мәсулийәттин қечиш тиришчанлиқиниң бир қисми болған бу асассиз әйибләшләрни нәзәргә алмәслиқ керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

у түркийәниң қибрис сийаситиниң ениқ икәнликини вә бу сийасәтни һәрқайси тәрәпләрниң йахши билидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر