түркийә, шиветсийә вә финландийә ташқи ишлар министирлири вә истихбарат башлиқлири бүгүн учришиду

бүгүн түркийә, шиветсийә вә финландийә ташқи ишлар министирлири билән истихбарат (дөләт бихәтәрлик) идарилири башлиқлири белгийәниң пайтәхти бирйусселда сөһбәт өткүзиду.

2007726
түркийә, шиветсийә вә финландийә ташқи ишлар министирлири вә истихбарат башлиқлири бүгүн учришиду

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуши, 11-, 12 – ийул күнлири литвада өткүзүлидиған вилнйус башлиқлар йиғини бүгүнки сөһбәт йиғининиң муһим күнтәртиплириниң бирини тәшкил қилиду.

башлиқлар йиғинидин илгири, бүгүн бирйусселда түркийә, шиветсийә вә финландийәниң ташқи ишлар министирлири билән истихбарат идарилири башлиқлириниң иштирак қилишида йуқири дәриҗиликләр сөһбәт йиғини өткүзүлиду.

йиғинда ташқи ишлар министири хақан фидан, миллий истихбарат идариси башлиқи ибраһим қалин вә җумһур рәис әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси акиф чағатай қилич қатарлиқлар түркийәгә вәкиллик қилиду.

әмма, һазирғичә шиветсийә түркийә күтүватқан қәдәмләрни ташлимиди.

гәрчә стокһолмниң түзитиш киргүзүлгән террорлуққа қарши туруш қануни 6-айниң 1-күнидин башлап йолға қойулған болсиму, әмма шиветсийә техичә әнқәрә тәләп қилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (фәтө) әзалирини тапшуруп бәрмиди.

әнқәрә бу қәдәмләр ташланмиған тәқдирдә, шиветсийәниң натоға әза болушини тәстиқлимайдиғанлиқини ениқ оттуриға қойғаниди.

  2022- йили 2- айниң 24-күни башланған украина- русийә урушидин кейин, шиветсийә билән финландийә натоға әза болушни илтимас қилған, финландийә алақидар шәртләрни 4- айда тамамлиғаниди.

әмма, шиветсийә һазирғичә түркийәниң тәстиқини алалмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر